әрдоған: техиму адил вә һәққанийәтчил  йеңи дунйа тәртипи орнитилиши керәк

җумһур рәис әрдоған дунйа нопусиниң мутләқ көп қисмиға сәл қарайдиған аз санлиқларниң бәхт – саадитини чиқиш нуқта қилидиған әмәс, пүткүл инсанийәткә бәхт елип келидиған техиму адил бир дунйа тәртипи орнитилиши керәкликини ейтти.

1892133
әрдоған: техиму адил вә һәққанийәтчил  йеңи дунйа тәртипи орнитилиши керәк
sevket mirziyoyev-erdogan.jpg
kazakistan zirve-6.jpg

түркийә авази радийоси хәвири:  6 – нөвәтлик асийада һәмкарлиқ вә ишәнчни ашуруш тәдбирлири башлиқлар йиғини, қазақистанниң пайтәхти астанада башланди.

мустәқиллиқ сарийида  қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайевниң саһибханилиқида башланған башлиқлар йиғининиң ечилишида, җумһур рәис әрдоған нутуқ сөзлиди.

дунйа тәңпуңлуқниң өзгирип, пүткүл инсанийәтниң нурғун саһәдә еғир синақларға дуч келидиған бир дәврни баштин кәчүрүватқанлиқини байан қилған әрдоған,  буниңға ислам вә чәт әлликләргә өчмәнлик қилиш қатарлиқ тәһдитләрниңму қошулғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «дунйа нопусиниң мутләқ көп қисмиға сәл қарайдиған аз санлиқларниң бәхт – саадитини чиқиш нуқта қилидиған әмәс, әксичә, пүткүл инсанийәткә бәхт елип келидиған техиму адил вә һәққанийәтчил йеңи бир дунйа тәртипи орнитилиши лазим.»

террорлуқ тәшкилатлириға йардәм беридиған, тәтүр тәшвиқат  елип баридиған вә өзигә йантайақ болидиған кишиләрни топлаш паалийәтлиригә қатнишидиған гуруһларниң шәртсиз һалда чәклиниши керәкликини ейтқан әрдоған, афғанистанда тинчлиқ орнитиш вә күнсери зорийиватқан террорлуқ паалийәтлириниң алдини елишниң интайин муһимлиқини оттуриға қойди, һәмдә  йиғин иштиракчилирини афғанистанни давамлиқ қоллашқа чақирди.

йәнә бир тәрәптин, җумһур рәис әрдоған учришишлири даирисидә, өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзайев билән көрүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر