«фират қалқини» һәрбий һәрикити районида 3 террорчи бир тәрәп қилинди

сүрийәниң шималидики «фират қалқини» һәрбий һәрикити районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г  әзаси 3 террорчи бир тәрәп қилинди.

1892474
«фират қалқини» һәрбий һәрикити районида 3 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «қәһриман қисимлиримиз, һуҗум қилишқа тәййарлиниватқанлиқи ениқлап чиқилған террорчиларни қорал – йарағлири билән бирликтә хәндәкләргә көмүшни давамлаштурмақта. сүрийәниң шималидики <фират қалқини> һәрбий һәрикити районида һуҗум қилишқа тәййарлиниватқанлиқи ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г  әзаси йәнә 3 террорчи, уруш йардәм васитилиримиз арқилиқ бир тәрәп қилинди.»

йәнә бир тәрәптин, ирақниң шималидики «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 4 террорчи бир тәрәп қилинди.

дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «шеһидимизниң қенини йәрдә қоймидуқ вә қоймаймиз. қәһриман қисимлиримиз, ирақниң шималида мувәппәқийәтлик һалда давамлишиватқан ‹пәнҗә – қулуп› һәрбий һәрикити районида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 4 террорчини бир тәрәп қилди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر