хулуси ақар белгийәниң пайтәхти бирйусселға йетип барди

дөләт мудапиә министири хулуси ақар белгийәниң пайтәхти бирйусселда өткүзүлидиған шималий атлантик әһди тәшкилати дөләт мудапиә министирлири йиғинида рәһбәрләр билән айрим учришишларда болиду.

1891828
хулуси ақар белгийәниң пайтәхти бирйусселға йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақар шималий атлантик әһди тәшкилати мәркизидә өткүзүлидиған дөләт мудапиә министирлири йиғиниға қатнишиш үчүн белгийәниң пайтәхти бирйусселға йетип барди.

дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, ақарниң бирйусселда шималий атлантик әһди тәшкилати дөләт мудапиә министирлири йиғинида өткүзүлмәкчи болған һәр қайси тармақ йиғинларға қатнишидиғанлиқи вә икки күн бойичә һәр хил икки тәрәплик учришишларда болидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, министир ақар билән көрүшмәкчи болған кишиләр арисида шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи җенс столтенбергниңму барлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر