түркийә венезуелаға тәзийә билдүрди

түркийә  венезуелада қара йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүн вә йәр көчүш палакәтлиридә һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә байанати елан қилди.

1890894
түркийә венезуелаға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, әнқәрәниң, венезуеланиң лас теҗераас шәһиридә қара йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүн вә йәр көчүш палакәтлиридә адәм өлүш вә йарилиниш әһвали көрүлгәнликидин толиму әпсусланған һалда хәвәр тапқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «һайатидин айрилғанларниң йеқин – йоруқлириға вә дост дөләт венезуела хәлқи вә һөкүмитигә чин дилимиздин тәзийә билдүримиз, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз.»

венезуеланиң лас теҗераас шәһиридә қара йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүн вә йәр көчүш палакәтлиридә кәм дегәндә 25 кишиниң һайатидин айрилғанлиқи, 52 кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر