дийарбакирда террорчиларға қарши «әрән қоршави һәрикити» башланди

дийарбакирда 650 хадимниң қатнишиши билән «әрән қоршави күз, қиш 2, шеһит жандарма офетсири сержант әли ширин һәрикити» башланди.

1890291
дийарбакирда террорчиларға қарши «әрән қоршави һәрикити» башланди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқиниң байанатида, бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к ни дөләтниң күнтәртипидин пүтүнләй чиқирип ташлаш вә районда йошурунғанлиқи ениқланған террорчиларни битәрәп қилиш мәқситидә дийарбакирниң лиҗә райониға қарашлиқ байирли вә кочмарин йезисида <әрән қоршави күз, қиш 2, шеһит жандарма офетсири сержант әли ширин һәрикити> ниң башланғанлиқи билдүрүлди.

байанатта бу қетимқи һәрикәткә 650 хадим вә 41 мәшғулат гурупписиниң қатнашқанлиқи уқтурулди.

һәрикәтниң биринчи күнидә райондики қуруқлуқтин издәш вә сиканирлаш паалийити җәрйанида байқалған 4 панаһҗайниң пачақлап ташланғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر