әрдоған пирагада булғарийә пирезиденти билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған чехийәдә чақирилған йавропа сийасий ортақ гәвдиси башлиқлар йиғини даирисидә, пайтәхт пирагада булғарийә пирезиденти румен радев билән бир йәргә җәм болди.

1889564
әрдоған пирагада булғарийә пирезиденти билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: «пирага қәләси» дики учришиш, ахбарат васитилириға йепиқ һаләттә ишқа ашурулди.

җумһур рәис әрдоған, бу йәрдә кейинчә испанийә баш министири педро санчез, чехийә баш министири петир фиала, әрменийә баш министири никол пашинйанни қобул қилди, һәмдә йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи урсула вон дер лейен биләнму бир йәргә җәм болди.

әрдоған, учришишлирини ахирлаштурғандин кейин, түркийәгә қайтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر