түркийә тайландқа тәзийә билдүрди

түркийә тайландтики бир йәслигә қилинған һуҗумда һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә байанати елан қилди.

1889736
түркийә тайландқа тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, әнқәрәниң, тайландта  бир балилар йәслиси нишан қилинған вә көпинчиси бала болуп, 30 дин артуқ кишиниң җениға замин  болған қораллиқ һуҗум йүз бәргәнликидин толиму әпсусланған һалда хәвәр тапқанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «қораллиқ һуҗумда һайатидин айрилғанларға аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз, һайатидин айрилғанларниң йеқин – йоруқлириға вә дост дөләт тайланд хәлқи вә һөкүмитигә чин дилимиздин тәзийә билдүримиз.»

түнүгүн, тайландниң шәрқий шималидики бир балилар йеслисидә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 22 балини өз ичигә алған 37 киши җенидин айрилған, 12 киши йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر