сүрийәниң шималида террорчиларға еғир зәрбә берилди

сүрийәниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к / й п г әзаси 18 террорчи бир тәрәп қилинди.

1889746
сүрийәниң шималида террорчиларға еғир зәрбә берилди
harekat.jpg
harekat.jpg

түркийә  авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип, «террорчиларниң өзлирини күтүватқан ақивәттин қечиш пурсити йоқ. фират қалқини һәрбий һәрикити районида орни ениқланған п к к / й п г әзаси 18 террорчи армийәмиз тәрипидин бир тәрәп қилинди. зәрбә бериш һәрикәтлиримиз үзлүксиз сүрәттә давамлишиду» дегәнләрни қәйт қилди.

түркийә армийәси 2016 – йили 24 – авғусттин 2017 – йили 29 – мартқичә болған җәрйанда фират қалқини һәрбий һәрикити елип берип, сүрийәниң шималини террорчилардин халийлаштурғаниди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر