ақар лондонда зийарәттә болмақта

дөләт мудапиә министири хулуси ақар әнглийә дөләт мудапиә вәзири бен валлесниң рәсмий тәклипигә бинаән әнглийәниң пайтәхти лондонда зийарәттә болмақта.

1889381
ақар лондонда зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә дөләт мудапиә вәзири бен валлес тәрипидин қаравул мурасими мәйданида һәрбий мурасим арқилиқ  қарши елинған ақар, бу йәрдә парат қаравуллириға салам бәрди.

мурасимдин кейин, икки министир әнглийә дөләт мудапиә министирлиқида айрим көрүшти, андин һәйәтләр ара учришишларға рийасәтчилик қилди.

учришишларда, икки тәрәп мунасивәтлири, районлуқ мудапиә, бихәтәрлик вә дөләт мудапиәси санаити саһәсидә һәмкарлиқ орнитиш қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر