әрдоған чехийәдә зийарәттә болмақта

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған, чехийәниң пайтәхти пирагада чақирилған йавропа сийасий ортақ гәвдиси йиғини һарписида бир қисим дөләтләрниң рәһбәрлири билән бир йәргә җәм болди.

1889451
әрдоған чехийәдә зийарәттә болмақта
erdogan macron cekya.jpg
erdogan cekya aliyev-pasinyan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа сийасий ортақ гәвдиси йиғини өткүзүлидиған «пирага қәләси» гә барған җумһур рәис әрдоған, бу йәрдә әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, әрменийә баш министири никол пашинйан, венгирийә баш министири виктор орбан вә фирансийә пирезиденти еммануел макрон билән сөһбәтләшти.

әрдоған, макрон билән болған сөһбити әснасида униңға, «түрк дөләтлири тәшкилатиға фирансийәниму әзалиққа қобул қилайли» деди.

җумһур рәис әрдоған, кейинчә рәһбәрләр билән хатирә сүрәткә чүшти.

җумһур рәис әрдоған, йавропа иттипақиға әза 27 дөләттин сирт йәнә, йавропа иттипақиға әза болмиған 17 йавропа дөлити тәклип қилинған йиғинда, «тинчлиқ вә бихәтәрлик» темилиқ йумилақ үстәл йиғинлириға қатнишиду؛ тинчлиқ вә бихәтәрлик, енергийә, килимат өзгириши, иқтисадий әһвал қатарлиқ нөвәттә йавропа дуч келиватқан хирисларға даир түркийәниң қариши, төһписи вә тәклиплирини оттуриға қойиду.

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуму һәмраһ болуватқан әрдоғанниң, бәзи рәһбәрләр билән икки тәрәплик учришишларни елип бериши мөлчәрләнмәктә.

йавропа сийасий ортақ гәвдиси пикри, алди билән фирансийә пирезиденти еммануел макрон тәрипидин май ейида оттуриға қойулғаниди.

йиғинниң, йавропа иттипақиниң сиртида вә йавропа миқйасида бир сийасий муназирә мунбири болуши нишан қилинмақта. йавропа иттипақи рәһбәрликиму бу пикирни қоллинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر