түркийә тел авивға баш әлчи тәйинлиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қарарнамә чиқирип, шакир өзкан торунларни түркийәниң исраилийәдә турушлуқ баш әлчиликигә тәйинлиди.

1889348
түркийә тел авивға баш әлчи тәйинлиди

түркийә авази радийоси хәвири: шакир өзкан торунлар 2010 – йилидин 2014 – йилиғичә түркийәниң қуддус баш консули вә пәләстин баш әлчиси болуп  вәзипә өтигәниди.

шундақ қилип, түркийә аридин төт йил өткәндин кейин тил авивға баш әлчи тәйинлигән болди.

өзара мунасивәтләрни нормаллаштуруш қәдәмлири даирисидә исраилийә 19 – сентәбирдә ерит лиллианни түркийәдә турушлуқ баш әлчиликкә тәйинлигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر