түркийә билән американиң F-16 лар тоғрисидики сөһбәтлири давамлашмақта

түркийә билән америка қошма иштатлириниң F-16 уруш айропиланлири тоғрисидики сөһбәтлири давамлашмақта.

1887107
түркийә билән американиң F-16 лар тоғрисидики сөһбәтлири давамлашмақта

түркийә авази радийуси хәвири: америка қошма иштатлирида зийарәттә болуватқан адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң ташқи мунасивәтләргә мәсул муавин рәиси әфкан ала башчилиқидики вәкилләр өмики F-16 уруш айропиланлири мәсилисини өз ичигә алған бир қатар мәсилиләр тоғрисида сөһбәтләрни өткүзди.

май ейида вашингтонда зийарәттә болуп, җәмий 25 палата әзаси билән көрүшкән бу һәйәт, бу қетим тексас кеңәш палата әзаси тед кируз қатарлиқ икки кеңәш палата әзаси вә 14 палата әзаси билән көрүшти.

түркийәниң вашингтондики әлчиханисида йепиқ учришиш өткүзгән һәйәт, сөһбәт җәрйанида, түркийәгә  F-16 типлиқ уруш айропиланлирини сетип бериш вә уларни заманивилаштуруш мәсилисидә иҗабий позитсийә оттуриға қойулғанлиқини билдүрди.

әфкан ала америка дөләт мәҗилисидики бәзи гуруппиларниң түркийәгә F-16 типлиқ айропиланларни сетип беришкә шәрт қойушқа урунуш тиришчанлиқини тәнқид қилип: «биз америка дөләт мәҗлисиниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натодики икки иттипақдиши түркийә билән гиретсийәгә адил вә баравәр арилиқни сақлап, дөлитимизниң әгә мәсилисидики сәзгүрлүкигә һөрмәт қилишини вә натониң кәлгүсини шәхсий мәнпәәтидин үстүн орунға қойушини үмид қилимиз» деди.

гиретсийәниң йеқинқи мәзгилләрдә түркийәгә тутуватқан позитсийәсиниму тәнқид қилған әфкан ала: «гиретсийә пурсәтла тапса, дипломатик йанчуқчилиқ қиливатиду, қилишқа тиришиватиду» деди.

сөһбәт җәрйанида, түркийәниң, американиң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к / й п г гә қиливатқан йардәмлиридин биарам икәнликиму оттуриға қойулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر