түркийә буркина фасода йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи буркина фасода йүз бәргән  террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди.

1886015
түркийә буркина фасода йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, әнқәрәниң, буркина фасониң соум вилайитидә йүз бәргән вә көп санда кишиниң җениға замин  болған һәм йарилишини кәлтүрүп чиқарған террорлуқ һуҗумидин толиму әпсусланған һалда хәвәр тапқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «бу қәбиһ һуҗумни қаттиқ әйибләймиз, һайатидин айрилғанларниң аилә тавабиатлириға, достлириға вә қериндаш дөләт буркина фасоға тәзийә билдүримиз, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз.»

буркина фасо һөкүмити тәрипидин елан қилинған байанатта, бу дөләтниң шималий қисмиға материйал тошуватқан 150 аптомобиллиқ һәйәтниң террорлуқ һуҗумиға учриғанлиқи, һуҗумда 11 әскәрниң қаза қилғанлиқи, 50 пуқраниң йариланғанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر