сүрийәниң шималида 10 террорчи бир тәрәп қилинди

сүрийәниң шималидики «фират қалқини» вә «тинчлиқ булиқи» һәрбий һәрикәтлири районлириға һуҗум қилишқа тәййарлиниватқанлиқи ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г  әзаси 10 террорчи бир тәрәп қилинди.

1885852
сүрийәниң шималида 10 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, террорчиларниң өзлирини күтүватқан һалакәттин башқа чиқиш йолиниң йоқлуқи тәкитлинип мундақ дейилди: «сүрийәниң шималидики  ‹фират қалқини› вә ‹тинчлиқ булиқи› һәрбий һәрикәтлири районлириға  һуҗум қилишқа тәййарлиниватқанлиқи ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г  әзаси 10 террорчи, қәһриман қисимлиримиз тәрипидин бир тәрәп қилинди.»

йәнә бир тәрәптин, ички ишлар министирлиқиниң «тутуш буйруқи чиқирилғанлар тизимлики» дики «қизил категорийә» дин орун алған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к әзаси сабаһ оғур сүрийәниң һәләб шәһиридә бир тәрәп қилинди.

миллий истихбарат тәшкилати, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к – п й д/й п г ниң сүрийә вә ирақтики йуқири дәриҗилик мәнсуплирини бир тәрәп қилиш үчүн тәқиб қилди.

түркийәдики дала от апәтлири қилмишлириниң мәсули болған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к әзаси сабаһ оғур, миллий истихбарат тәшкилати тәрипидин сүрийәниң һәләб шәһиридә бир тәрәп қилинди.

көплигән террорлуқ һәрикәтлиригә буйруқ чүрүшгән сабаһ оғурниң қериндиши бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к -   п й д/й п г мәнсуби зәһра оғурму, 2010 – йили бир тәрәп қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر