түркийә һава йоллири ширкити русийә вә украинаға учмаслиқ қарарини узартти

түркийә һава йоллири ширкити русийәниң һуҗумлири сәвәбидин украина һава тәвәликиниң пуқраларниң учушиға тақилишидин кейин, йекатеринбург, минск, сочи, украина, краснодар вә ростовға болған айропилан сәпәрлирини тохтитиш қарариниң муддитини узартти.

1885024
түркийә һава йоллири ширкити русийә вә украинаға учмаслиқ қарарини узартти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һава йоллири ширкитиниң аммиви ортақлишиш тор бәтлиридики сәһипилиридә бу һәқтә елан қилинған уқтурушта, мундақ дейилди: «2022 – йили 31 – декабирғичә йекатеринбург, минск, сочи, украина, краснодар вә ростовға болған айропилан сәпәрлири бикар қилинди. учуш вақтини өзгәртиш вә беләт қайтуруш ишлириңизни, тор бекитимиз, йаки <0 850 333 0 849> номурлуқ чақириқ мәркизимиздин тамамлисиңиз болиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر