сүрийәниң шималида террорчиларға зәрбә берилди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к / й п г ниң сүрийәниң шималидики тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити райониға һуҗум қилишқа тәййарлиниватқанлиқи ениқланған икки террорчиси бир тәрәп қилинди.

1884483
сүрийәниң шималида террорчиларға зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип, «қәһриман түркийә армийәмиз терроризмға қарши күришини сүрийәниң шималидиму қәтий ирадә билән ғәлибилик давамлаштурмақта. бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к / й п г ниң сүрийәниң шималидики тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити райониға һуҗум қилишқа тәййарлиниватқанлиқи ениқланған икки террорчиси бир тәрәп қилинди» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر