ирақниң шималида бир әскәр шеһит болди

ирақниң шималидики «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити районида бир әскәр шеһит болди.

1883923
ирақниң шималида бир әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити районида, пийадә әскәр лейтенант сәркан әрқушниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуплири билән түркийә қисимлири оттурисида йүз бәргән тоқунушта шеһит болғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «бизни чоңқур азаб вә қайғуға ташлиған бу вәқәдә һайатидин айрилған шеһидимизгә аллаһтин рәһмәт тиләймиз, униң мусибәтлик аилисигә, түркийә армийәсигә вә әзиз хәлқимизгә тәзийә билдүримиз һәм сәвр - тақәт тиләймиз.»

дөләт мудапиә министири хулуси ақарму, тәзийә байанати елан қилип, шеһит әскәр әрқушқа аллаһ тааладин рәһмәт тилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر