түркийә- белгийә сийасий мәслиһәт йиғини әнқәрәдә өткүзүлиду

түркийә билән белгийә оттурисидики сийасий мәслиһәт йиғини бүгүн пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлиду.

1879804
түркийә- белгийә сийасий мәслиһәт йиғини әнқәрәдә өткүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә,  бүгүн пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлидиған түркийә-белгийә сийаси мәслиһәт йиғиниға, түркийә җумһурийити муавин ташқи ишлар министири, қошумчә йавропа иттипақи ишлири оргининиң мәсули баш әлчи фаруқ қаймақчи, белгийә ташқи ишлар министирлиқи, ташқи сода вә тәрәққийат һәмкарлиқ министирлиқидики сөһбәтдиши баш әлчи җерон кореман рийасәтчилик қилидикән.

йиғинда,  белгийә – түркийә мунасивәтлириниң кәң даирилик музакирә қилиниши, һәмдә түркийә-йавропа иттипақи  мунасивәтлири вә район мәсилилири һәққидә өзара пикир алмаштурулуши күтүлмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر