ақар һәсәнов билән телефонлашти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири генерал һәсәнов билән телефонда көрүшти.

1879357
ақар һәсәнов билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, ақар, әзәрбәйҗан – әрменийә чегра линийәсидә йүз бәргән тоқунуштин кейин, әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һәсәнов билән телефонда көрүшкән.

телефон сөһбитидә, чегра линийәсиниң нөвәттики вәзийити һәққидә учур игилигән ақар, тоқунушларда шеһит болған қәһриман әзәрбәйҗан әскәрлиригә аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тилидигән.

телефон сөһбитидә, әрменийәниң зораванларчә вә иғвагәрләрчә позитсийәсигә наразилиқини ипадилигән министир ақар, түркийәниң һәрдаим қериндаш дөләт әзәрбәйҗанни қоллап келиватқанлиқини, буниңдин кейинму һәқлиқ давалирида қоллашни давалаштуридиғанлиқини тәкитлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر