әрдоған: пәзиләтлик йашларниң йетишип чиқишини халаймиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «биз зеһни бош, биһудә йашларни әмәс, пәзиләтлик йашларниң йетишип чиқишини халаймиз» деди.

1878840
әрдоған: пәзиләтлик йашларниң йетишип чиқишини халаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған 2022-2023 оқу – оқутуш йилиниң ечилиш пирограммисидики сөзи әснасида, өзлириниң маарип мәсилисигә мунасивәтлик асаслиқ хизмәт пиланлирида қәтий мурәссә қилмайдиғанлиқлирини, һәр йили хамчотниң әң чоң үлүшини маарипқа тәқсим қилип кәлгәнликлирини тилға елип: « биз зеһни бош, биһудә йашларниң әмәс, пәзиләтлик йашларниң йетишип чиқишини؛ кәлгүсимизни хәлқигә, тарихиға нәпрәт билән қарайдиған әмәс, тарихидин иптихарлинидиған йашларға аманәт қилишни халаймиз. өтмүштин кәлгүсигә қаритип салған бу көврүкниң ул теши һесаблинидиған бу әвладниң әң йахши шәкилдә йетишип чиқишиға <мәвҗутлуқ мәсилиси> дәп қараймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر