шималий ирақта төт әскәр шеһит болди
ирақниң шималидики һәрбий һәрикити районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к террорчилири билән түркийә армийәси оттурисида йүз бәргән тоқунушта төт әскәр шеһит болди, икки әскәр йариланди.
1878532
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, <пәнчә-клит> һәрбий һәрикити районидики чарлаш паалийити әснасида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати әзалири билән түркийә әскәрлири оттурисида тоқунуш йүз берип, төт әскәрниң шеһит болғанлиқини, икки әскәрниң йариланғанлиқини уқтурди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
гиретсийә баш министири кирийакос митсотакис әтә түркийәгә йетип келиду
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пайтәхт әнқәрәдә митсотакисниң зийаритини қобул қилиду.