әрдоған балқан зийарити һарписида муһим байанатларни елан  қилди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған боснийә – гертсеговина, сербийә вә киродийәни өз ичигә алған балқан райони зийарити һарписида әнқәрә әсәбоға айродурумида муһим байанатларни елан  қилди.

1876325
әрдоған балқан зийарити һарписида муһим байанатларни елан  қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған, түркийә билән узунға созулидиған тарихий, инсаний вә мәдәнийәт мунасивәтлири бар бу җуғрапийә билән болған алақилирини әң йүксәк сәвийәдә давамлаштуруш билән бир вақитта, сүркилишләрниңму алдини елиш йолида имканийәтниң баричә тиришчанлиқ көрситиватқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идаримиз, йунус әмрә иниститутимиз, маарип фонди җәмийитимиз, түркийә һава йоллири ширкитимиз, түркийә радийо – телевизийә баш идари (TRT) миз, шәһәрлик һөкүмәтлиримиз изчил ишқа ашуруватқан лайиһәләр арқилиқ бу җуғрапийәләрниң гүллинишигә йардәм бәрмәктә.»

«ийун ейида паалийәт елип беришқан башлиған ‹TRT Balkan Haber› мунбириниң район тиллирида тарқитиш хизмити арқилиқ муһим бир бошлуқни толдурғанлиқини көрүватимиз. дөлитимизниң һәрқайси органлиридин сирт йәнә, аммиви тәшкилатлиримизниң, сода саһәмизниңму бизни пәхирләндүридиған муһим мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүватқанлиқидин интайин хурсәнмиз.»

барлиқ учришишлирида балқан райониниң һузури вә муқимлиқи үчүн наһайити зор әһмийәткә игә боснийә – гертсеговинаниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқини қоллайдиғанлиқлирини изчил тәкитләп келиватқанлиқлирини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, 24 – февралдин буйан давамлашқан русийә – украина уруши вә русийәгә қаритилған ембарголар кәлтүрүп чиқарған енергийә киризиси тоғрилиқму тохтилип мундақ деди: «йавропа бу йил қишта адәттин ташқири дәриҗидә қийин өткәлгә дуч келиду. нөвәттә бизниң тәбиий газ мәсилисидә һечқандақ қийинчилиқимиз йоқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر