түркийә һава йоллириниң айропиланида бир бовақ дунйаға кәлди

түркийә һава йоллири ширкитиниң истанбулдин манчестер шәһиригә қарап учуватқан бир йолучилар айропиланида биз қиз бовақ дунйаға кәлди.

1876344
түркийә һава йоллириниң айропиланида бир бовақ дунйаға кәлди

түркийә авази радийоси хәвири:түркийә һава йоллири ширкитиниң истанбулдин манчестер шәһиригә қарап учуватқан айропиланида, бир йолучи туғди. айропиландики бир дохтур вә башқа хадимларниң йардими билән әмәлгә ашқан туғутта, биз қиз бовақ дунйаға кәлди.

түркийә һава йоллириниң айропилан сәпири «TK-1991» номурлуқ истанбулдин манчестерға қарап учуватқан айропиланида, нигерийәлик йолучи нвеке фейоманиң (Nweke Ifeoma) санҗиқи тутти. айропилан хадимлири йолучини мувапиқ бөлүмгә орунлаштуруп, туғути үчүн тәййарлиқ қилди. айропиландики бир дохтур вә башқа хадимларниң йардими астида, бир қиз бовақ дунйаға көз ачти. йолучилар айропилани туғут сәвәбидин вийенна айродурумиға қонди. айродурумда йолучи билән қиз бовақ сәһийә хадимлириға тапшуруп берилди.

йолучи билән қиз бовақниң вийеннадики бир дохтурианиға апирилғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر