мәһмуд заһид собачи  миллий техника һәрикитиниң пешип йетилгәнликини ейтти

түркийә радио-телевизийә идариси (TRT) ниң баш дериктори профессор доктор мәһмуд заһид собачи дунйа бойичә әң чоң авиатсийә, аләм қатниши вә техника фестивали (TEKNOFEST) ни қара деңизда зийарәт қилди.

1875506
мәһмуд заһид собачи  миллий техника һәрикитиниң пешип йетилгәнликини ейтти
sobaci teknofest.jpg
sobaci teknofest1.jpg

 

түркийә радио-телевизийә идариси (TRT) ниң баш дериктори профессор доктор мәһмуд заһид собачи дунйа бойичә әң чоң авиатсийә, аләм қатниши вә техника фестивали (TEKNOFEST) ни қара деңизда зийарәт қилди.

мәһмуд заһид собачи  т р т ниң ачқан бөлүмлириниму екскурсийә қилди һәмдә буниң бир техника фестивали болуштинму һалқип, түркийә йашлири вә  өсмүрлириниң, қайтидин ойғинишини шундақла миллий техника һәрикитиниң пешип йетилгәнликини намайан қилип беридиғанлиқини ейтти.

мәһмуд заһид собачи фестивалға кәлгән йашларниң түркийәниң техника вә авиатсийә саһәсидә йетип кәлгән нуқтисини чүшиниш пурситигә еришкәнликини әскәртип, т р т болуш сүпити билән өзлириниң бу фестивалға учур - алақә капаләтчиси болғанлиқидин пәхирлинидиғанлиқини вә хушал болғанлиқини билдүрди.

мәһмуд заһид собачи андин фестивал райондики һәр қайси бөлүмләрни зийарәт қилди вә ахирида мусабиқиниң мукапатлаш мурасимиға қатнашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر