әрдоған гиретсийәни агаһландурди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған гиретсийә һәддидин техиму ашса буниң бәдилиниң еғир болидиғанлиқини ейтти.

1875408
әрдоған гиретсийәни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған, самсун чаршамба айродурумида «авийатсийә, аләм қатниши вә технологийә (текнофест) – 2022» фестивалида қилған сөзидә, текнофестниң, 107 дөләттин 600 миң йаш риқабәтләшкән бир паалийәткә айланғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу зеһний бир инқилабтур. түнүгүн бизгә пулғиму мудапиә санаити технологийә мәһсулатлирини сетип бәрмигән дөләтләргә бүгүн бу мәһсулатларни експорт қилидиған сәвийәгә йәттуқ. түркийәниң учқучисиз һава аппаратлири мудапиә санаитидин сирт йәнә, әшйа оборотидин йеза игиликкичә болған нурғун саһәләрдә ишлитилишкә башлиди.»

түркийәниң бүгүнки күндә % 80 йәрлик вә миллий мудапиә санаити мәһсулатлириға игә икәнликини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, «қизил алма» намлиқ учқучисиз уруш айропилани йасашниң, дунйа уруш тарихида ойунниң йөнилишини бәлгиләйдиған муһим бир һәрикәт икәнликини қәйт қилди.

нутиқида, гиретсийәгиму наразилиқ билдүргән җумһур рәис әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «нөвәттә америка қошма иштатлири гиретсийәниң дәдәағач шәһиригә қорал – йарағларни, уруш айропиланлирини әвәтиватамду? у йәрдән <300 – с> башқурулидиған бомба һава мудапиәси системилири бизгә тәһдит селишқа унунуватамду? әй гиретсийә! тарихқа нәзәр ташлиған, тарихқа қайтқин, һәддиңдин техиму ашсаң, буниң бәдили еғир болиду. гиретсийәни бирла җүмлә билән агаһландуримиз: <измирни унтума.> аралларни ишғал қилиш бизни қорқиталмайду, вақти кәлгәндә тегишлик җаваб қайтуримиз. даим тәкитләп келиватқинимиздәк, бир күни кечиси туйуқсиз келишимиз мумкин.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر