«әрдоғанниң зийаритиниң муһим күнтәртип мадисини боснийә – гертсеговина тәшкил қилиду»

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң келәр һәптә балқан райониға қилидиған зийаритиниң әң муһим кәнтәртип маддисини боснийә – гертсеговинадики киризис тәшкил қилидиғанлиқини ейтти.

1875169
«әрдоғанниң зийаритиниң муһим күнтәртип мадисини боснийә – гертсеговина тәшкил қилиду»

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, сербийәниң пайтәхти белградта чақирилған «очуқ балқан райони тәшәббуси» йиғиниға қатнашти, һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң алдимиздики һәптә боснийә – гертсеговина, сербийә вә косовода зийарәттә болидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «боснийә – гертсеговинаниң нөвәттики вәзийити күнтәртипимизниң әң бешида болиду. биз бу районда башқа һәрқандақ бир тоқунушниң йүз беришигә йол қоймаймиз.»

түркийәниң балқан районниң бир париси икәнликини вә буниңдин иәптихарлинидиғанлиқлирини әскәрткән министир чавушоғлу, мундақ дәп көрсәтти: «балқан райони өз тәқдирини өзи бәлгилиши керәк. йәнә бир қетим кеңийиш үчүн барлиқ тосалғуларни пачақлап ташлишимиз лазим. һәрдаимқиға охшашла балқан райониниң вә өз районлиримизниң параванлиқи үчүн һәр түрлүк паалийәтни қоллаймиз. <очуқ балқан райони тәшәббуси> ға һәр саһәдә мувәппәқийәт тиләймән.»

йәнә бир тәрәптин, икки тәрәплик учришишлири даирисидә қарабағ баш министири дритан абазович билән бир йәргә җәм болған чавушоғлу, кейинчә венгирийә ташқи ишлар министири петер сзиҗҗарто вә сербийә дипломатийә министири никола селакович биләнму айрим – айрим көрүшти.

чавушоғлу, түнүгүн кәчлик тамақ зийапитидиму сербийә пирезиденти александар вуҗич тәрипидин қобул қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر