пакистан баш министири сойлу билән қурумни қобул қилди

пакистан баш министири шаһбаз шериф дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ички ишлар министири сулайман сойлу билән муһит асраш вә шәһәрчилик ишлири министири мурат қурумни қобул қилди.

1874943
пакистан баш министири сойлу билән қурумни қобул қилди
soylu-kurum pakistan'da.jpg
soylu-kurum pakistan'da.jpg
soylu-kurum pakistan'da.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: шериф, қобулда қилған сөзидә, түркийәниң сәл палакитиниң еғир зәрбисгә учриған дөлитигә йардәм қолини сунушиниң достлуқ вә қериндашлиқниң намайәндиси икәнликини тәкитләп мундақ деди: «қиммәтлик қериндишим һөрмәтлик җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, сәл палакити йүз бәргән һаман 27 – авғуст күни маңа телефон қилип, һал сориди һәм сәл палакитидә һайатидин айрилған миңларчә хәлқимиз үчүн тәзийә билдүрди.»

сәл палакитидә һайатидин айрилғанлар арисида 300 гә йеқин балиларниңму барлиқини әскәрткән шериф, мундақ деди: «түркийә хәлқи һәрдаимқиға охшашла пакистан хәлқиниң йенида икәнликини йәнә бир қетим намайән қилди. сәл палакити йүз бәргән һаман түркийәдин инсанпәрвәрлик йардәмләр йеғишқа башлиди. булар һәм һөкүмәт йардәмлири һәмдә түркийә хәлқи тәрипидин әвәтилгән йардәмләр иди.»

ички ишлар министири сулайман сойлу, сәл палакитидә йүз бәргән дәсләпки күндин етибарән һәм һава һәм қуруқлуқ йоли арқилиқ «қериндашлиқ көврүки» салғанлиқлирини әскәртти, һәмдә бүгүн түркийә миқйасида 90 миң җамәдә оқулидиған җүмә намизида пакистан хәлқи үчүн һәм дуа қилинидиғанлиқини, һәмдә пүткүл түркийә хәлқи тәрипидин йардәм топлинидиғанлиқини тәкитлиди.

муһит асраш вә шәһәрчилик ишлири министири мурат қурум, мундақ деди: «түркийәдә ишқа ашурғинимиздәк, һәр қетимлиқ апәттин кейин қандақ һәрикәткә өтсәк, бүгүнму дост вә қериндаш дөләт пакистан хәлқи вә дөлити үчүнму охшаш аңниң түрткисидә бу йәрдимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر