варанк: тогг келәр йили март ейида базарға селиниду

санаәт вә технологийә ишлири министири мустафа варанк түркийәниң миллий аптомобили тоггниң келәр йили март ейида базарға селинидиғанлиқини ейтти.

1874096
варанк: тогг келәр йили март ейида базарға селиниду

түркийә авази радийоси хәвири: варанк, истанбулда бир радийо истансисиниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, түркийәниң миллий аптомобили тогг һәққидә тохталди.

у, бурсаниң гәмлик наһийәсидә қурулуши давамлишиватқан аптомобил завутиниң 29 – өктәбир күни ечилидиғанлиқи тоғрулуқ хуш хәвәр берип, мундақ деди: «тунҗи аптомобиллар, бәзи рәсмийәтләрниң тамамлинишидин кейин, 2023 – йили март ейида базарға селиниду.»

варанк, C дәриҗилик SUV типидики аптомобилниң охшаш түрдики ичидин йанидиған аптомобиллар билән риқабәтлишидиғанлиқини вә охшаш баһада базарға селинидиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر