түркийә әзәрбәйҗанни тәбриклиди

түркийә лачин шәһири билән забуһ вә сус йезилириниң әзәрбәйҗанға қайтуруп берилгәнликидин мәмнун икәнликини елан қилди.

1872794
түркийә әзәрбәйҗанни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири:түркийә ташқи ишлар министирлиқи лачин шәһири билән забуһ вә сус йезилириниң әзәрбәйҗанға қайтуруп берилгәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта: «лачин шәһири билән забуһ вә сус йезилириниң 2020-йили 10-нойабир имзаланған хитабнамә рамкисида бүгүн (2022-йили 26-авғуст) әзәрбәйҗанға қайтуруп берилгәнликидин хушаллиқ һес қилимиз» дейилди.

«җәнубий кавказда тинчлиқ вә муқимлиқниң орнитилиши үчүн махташқа әрзийдиған мәзкур илгириләшниң, әзәрбәйҗан-әрменийә мунасивәтлиридикигә охшаш, районниң нормаллишишиғиму һәссә қошушини үмид қилимиз» дейилгән байанатта йәнә, түркийәниң бүгүнгичә қилип кәлгинидәк, буниңдин кейинму қериндаш әзәрбәйҗанниң земин пүтүнлүкини вә игилик һоқуқини давамлиқ қоллайдиғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر