«тинчлиқ булиқи» һәрбий һәрикити районида 5 террорчи бир тәрәп қилинди

сүрийәниң шималидики «тинчлиқ булиқи» һәрбий һәрикити районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби 5 террорчи бир тәрәп қилинди.

1870196
«тинчлиқ булиқи» һәрбий һәрикити районида 5 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, «тинчлиқ булиқи» һәрбий һәрикити райониға таҗавуз қилиш тәшәббусида болған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби 5 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқи билдүрүлди.

йәнә бир тәрәптин, ирақниң шималидики «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби 4 террорчи бир тәрәп қилинди.

дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди: «террорчилар қәйәрдә болса, зәрбә бериш нишанимиз шу йәр болиду. қисимлиримизниң террорчиларға қарши  күриши кәскин давамлашмақта. ирақниң шималида мувәппәқийәтлик һалда давамлишиватқан ‹пәнҗә – қулуп› һәрбий һәрикити районида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби 4 террорчи бир тәрәп қилинди.»

ирақниң шималидики һафтанин районидиму бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 2 террорчи бир тәрәп қилинди.

дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди: «кәскин давамлишиватқан террорчиларға зәрбә бериш һәрикәтлиримиз нәтиҗисидә, ирақниң шималидики һафтанин районида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 2 террорчи, қәһриман қисимлиримиз тәрипидин бир тәрәп қилинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر