әрдоған исраилийә баш министири билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған исраилийә баш министири йайир лапид билән телефонда көрүшти.

1869351
әрдоған исраилийә баш министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур - алақә идариси тәрипидин елан қилинған байанатқа асасланғанда, сөһбәттә түркийә - исраилийә мунасивәтлири вә район характерлиқ мәсилиләр музакирә қилинған.

җумһур рәис әрдоған икки тәрәплик мунасивәтләрниң исраилийә пирезиденти исһақ һерзог вә исраилийә баш министири йайир лапидниң алдинқи айдики түркийә зийарити җәрйанида һасил қилинған келишим даирисидә илгирилигәнликидин мәмнунлиқини билдүргән.

әрдоған түнүгүн елан қилинған «өз-ара баш әлчиләрни тәйинләш» қарарини үстидиму тохтилип, йеңи баш әлчи тәйинләш мәсилисидә әң қисқа вақит ичидә керәклик қәдәмләрни ташлайдиғаниқини ейтқан.

у йәнә түркийә билән исраилийә оттурисидики һәмкарлиқ вә сөһбәтниң сиҗил асаста вә өз-ара сәзгүрлүкләргә һөрмәт қилиш асасида тәрәққий қилишини қоллайдиғанлиқини билдүргән.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر