қоғдаш астидики ван мүшүклири  бу йил 130 аслан туғди

һәр йили нәччә йүзмиңлиған йәрлик вә чәтәлликләр зийарәт қилидиған ван мүшүки дачисида қоғдилиниватқан мүшүкләр бу йил иккинчи туғуш мәзгилидә 130 аслан туғди.

1865545
қоғдаш астидики ван мүшүклири  бу йил 130 аслан туғди
van kedisi.jpg
van kedisi.jpg
van kedisi.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: ван мүшүки достанилиқи, ақ йипәктәк йумшақ йуңлири, ширдәк һәйвәтлик меңиши, түлкиниңкигә охшайдиған узун вә тум қуйруқи, көз рәңгиниң пәрқлиқ болиши вә суға амрақлиқи билән шәһәрниң әң муһим байлиқлири қатарида һесаблиниду.

ван мүшүклириниң туғулуши һәр пәсилдә мас қәдәмдә давамлашмақта.

мүшүкләрниң йеңи әвладлирини капаләткә игә қилишқа тиришчанлиқ көрситилмәктә вә йил ахирида йеңи туғулған ван мүшүклирини беқивалғучиларға тарқитип бериш нишан қилинмақта.

һәр йили аз дегәндә 100 аилә ван мүшүклиригә игә қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر