истанбулда бомбилиқ вәқә пәйда қилишқа тәййарлиниватқан бир террорчи қолға чүшүрүлди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к каттибашлиридин мурат қарайиланниң йолйоруқиға асасән иран арқилиқ түркийәгә кирип бомба партлитип вәқә пәйда қилишқа тәййарлиниватқан бир террорчи қолға чүшүрүлди.

1866719
истанбулда бомбилиқ вәқә пәйда қилишқа тәййарлиниватқан бир террорчи қолға чүшүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к каттибашлиридин мурат қарайиланниң йолйоруқиға асасән иран арқилиқ түркийәгә кирип бомба партлитип вәқә пәйда қилишқа тәййарлиниватқан «сәйдо ботан гәвәр» йалған исимлик террорчи мәһди миһчи истанбулда йалған кимлик билән қолға чүшүрүлди.

түркийә җумһурийити ички ишлар министири сүләйман сойлу өзиниң иҗтимаий алақә суписидики адресида учур һәмбәһриләп: «мурат қарайиланниң йолйоруқиға асасән иран арқилиқ түркийәгә киргән п к к ниң аталмиш ​​алаһидә қисимлири әзаси, бомба йасашни өгәткүчиси, истанбулға вәқә пәйда қилиш вә қилдуруш үчүн кәлгән сәйдо бутан гәвәр йалған исимлик мәһди миһчи, мувәппәқийәтлик елип берилған бир қетимлиқ һәрикәттә йалған кимлик билән истанбулда қолға чүшүрүлди» деди.

ички ишлар министирлиқиниң бу һәқтики байанатидиму, истанбул җамаәт хәвпсизлик идариси истихбарат шөбисиниң зәрбә бериш һәрикитидә миһчи билән бирликтә йәнә үч  җинайәт гумандариниң назарәт астиға елинғанлиқи, бу кишиләр турған җайдики тәкшүрүш җәрйанида қорал, йалған кимлик вә дигитал материйалларниң қолға чүшүрүлгәнлики қәйт қилинди.

байанатта, миһчиниң 2014-йили бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к ға қатнашқанлиқиниң ениқланғанлиқи билдүрүлди.

сүләйман сойлу йәнә бир тивиттер учурида, сүрийәниң азәр марә районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / к җ к әзаси әбу әли тәхәллуслуқ һәсән нәҗҗарниң адәм бомба җилиткиси вә нурғун оқ – дора билән бирликтә қолға чүшүрүлгәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر