һаққарида 3 террорчи бир тәрәп қилинди

һаққариниң чуқурҗа қазан вадисида «әрән қамал қилиш - 29 ички бихәтәрлик» һәрбий һәрикити давамида 3 террорчи бир тәрәп қилинди.

1866550
һаққарида 3 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта билдүрүлүшичә, һаққари вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштаби тәрипидин, чуқурҗа наһийәсиниң мәшәли мәһәллисиниң қазан районида, 10 – авғуст күни башланған «әрән қамал қилиш – 29» һәрбий һәрикити кәскин давамлашмақта икән.

байанатта тәкитлинишичә, һәрбий һәрикәт давамида, «апелсин рәңлик категорийә» дин орун алған бир террорчи билән қошулуп, җәмий 3 террорчи бир тәрәп қилинған.

сүрийәниң шималидиму бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г  әзаси 6 террорчи түркийә қисимлири тәрипидин бир тәрәп қилинди.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «сүрийәниң шималидики мардин чегра линийәмизгә таҗавуз қилиш тәшәббусида болған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г  әзаси 6 террорчи, қисимлиримиз тәрипидин бир тәрәп қилинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر