5 – нөвәтлик исламий һәмкарлиқ тәнһәрикәт мусабиқиси башланди

5 – нөвәтлик исламий һәмкарлиқ тәнһәрикәт мусабиқиси җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин башланди.

1865875
5 – нөвәтлик исламий һәмкарлиқ тәнһәрикәт мусабиқиси башланди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, исламий һәмкарлиқ тәнтәрбийә федератсийәси вә ислам һәмкарлиқ тәнһәрикәт тәшкилатиға әза дөләтләрниң иштирак қилишида конйа шәһәрлик һөкүмитиниң тәнтәрбийә сарийида өткүзүлгән  5-нөвәтлик исламий һәмкарлиқ тәнһәрикәт мусабиқисиниң ечилиш мурасимиға қатнашти.

әрдоған, мурасимға, әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар, пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббас, албанийә баш министири еди рама, алҗирийә баш министири әймән бин абдурраһман, исламий һәмкарлиқ тәнтәрбийә федератсийәси рәиси шаһзадә абдуләзиз бин түрки ал фәйсәл ал сууд қатарлиқлар билән бирликтә иштирак қилди.

мурасимда, нутиқини  «наһайити шәпқәтлик вә меһрибан аллаһниң исми билән башлаймән» дәп башлиған әрдоған, мундақ деди: «5 – нөвәтлик исламий һәмкарлиқ мусабиқиси паалийәтлирини башлитимән. бу паалийәтләргә төһпә қошқанларниң һәммисини өзүм вә хәлқим намидин қизғин тәбрикләймән.»

5 – нөвәтлик исламий һәмкарлиқ тәнһәрикәт мусабиқиси ечилиш мурасими қуран кәрим тилавити билән башланди. дөләт әрканлириниң тәнтәрбийә сарийиға келиши билән тәң «истиқлал марши» оқулди, арқидин түркийә байриқи йуқири көтүрүлди.

кейинчә, мусабиқигә қатнашқан дөләтләрниң өмәклири елипбә тәртипә бойичә байрақлирини ләпилдәткән һалда тәнтәрбийә сарийиға кирип кәлди.

ислам дунйасиниң муһим музикантлиридин маһер заинму 5 – нөвәтлик исламий һәмкарлиқ тәнһәрикәт мусабиқисиниң ечилиши мурасимида қисқичә консерт бәрди.

чирағ нури йорутуш вә етилдақ  етиш маһарәтлири көрситилгән мусабиқә кечиликидә, уссулчилар сәһнидә һәр хил номурларни орунлиди. хәлқ ойунлири номурлири  тамашибинларниң қизғин алқишиға еришти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر