әрдоған «муһәррәм ейи» ниң ислам дунйаси үчүн хәйрлик болушини тилиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «ашурә күни» вә «муһәррәм ейи» ниң ислам дунйаси үчүн хәйрлик болушиға тиләкдашлиқ билдүрди.

1865305
әрдоған «муһәррәм ейи» ниң ислам дунйаси үчүн хәйрлик болушини тилиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «бирлик вә баравәрликимизниң символи болған «ашурә күни> вә <муһәррәм ейи> ниң ислам дунйаси үчүн хәйрлик болушиға тиләкдашмән. шеһит болғанлиқиниң хатирә күнидә, шеһитлиримизниң йолбашчиси пәйғәмбәр әләйһиссаламниң нәвриси һәзрити һүсәйинни вә кәрбала шеһитлиримизни йад етимән.»

әрдоған, түнүгүн кәчтә йәнә, пайтәхт әнқәрәдики һүсәйин ғази җәмәвини зийарәт қилди, һәмдә бу йәрдә, әләви вә бәкташи  җәмийәтлириниң вәкиллири билән «муһәррәм ейи» иптариға қатнашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر