байрамов әнқәрәдә чақирилған 13 - нөвәтлик баш әлчиләр йиғинида сөз қилди

әзәрбәйҗан ташқи министири җәйһун байрамов түнүгүн пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгән 13-нөвәтлик баш әлчиләр йиғиниға қатнишип сөзди.

1865511
байрамов әнқәрәдә чақирилған 13 - нөвәтлик баш әлчиләр йиғинида сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи министири җәйһун байрамов түнүгүн пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгән 13-нөвәтлик баш әлчиләр йиғини иштиракчилириға сөз қилип, түркийә дипломатийисиниң мувәппәқийити билән түркийәниң хәлқара актийор (күч) луқ ролини күндин-күнгә ашуруватқанлиқини оттуриға қойди.

у, икки дөләт мунасивәтлириниң түркийә дипломатлириниң һәр хил хәлқаралиқ супиларда әзәрбәйҗанниң мәнпәәтини, әзәрбәйҗан дипломатлириниң түркийәниң мәнпәәтлирини өз дөлитиниң мәнпәәтигә охшашла қоғдиши сайисида көзләнгән дәриҗигә йәткәнликини билдүрди.

йеқинқи 30 йилда хәлқара системида тез вә көрүнәрлик өзгиришләрниң болғанлиқини тилға алған байрамов, бу барлиқ тәрәққийатларниң әмәлийәттә хәлқара системидики давалғуш вә наразилиқларни көрситип беридиғанлиқини илгири сүрди.

түркийәниң паалийәтлириниң нөвәттә хәлқара адаләтни орнитишта пүтүн дунйа үчүн үлгә болғанлиқини тәкитлигән байрамов, 500 йиллиқ мирасқа игә түркийә дипломатийәсиниң мувәппәқийәтлириниң түркийәниң хәлқара актийорлуқ ролини күндин күнгә ашуруватқанлиқини ейтти.

у, дунйаниң нурғун җайлиридики сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилиш үчүн түркийәниң <ишәнчлик мурәссәчи> сүпитидә тәклип қилиниватқанлиқини тилға алған байрамов, түркийәниң сүрийә, ливийә, украина киризислирида хәлқара қанун вә инсаний қиммәт қарашни алдинқи орунға қойғанлиқини буниң түркийә дипломатийәсиниң йирақни көрәрлики, чоңқурлуқи, инсанийлиқи вә адаләттә чиң туридиғанлиқини әкс әттүрүп бәргәнликини билдүрди.

әзәрбәйҗан ташқи министири байрамов, земинини әрменийә ишғалийитидин азад қилиши җәрйанида әзәрбәйҗанни сийасий вә дипломатик җәһәттин биваситә қоллиған түркийәниң, қәддини тик тутуп, һәқ, һәқиқәт вә адаләт тәрәптә турған бир дөләт сүпитидә тарих сәһипилиридин орун алғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر