битлистә террорчиларға қарши башланған һәрикәткә 520 нәпәр бихәтәрлик хадими қатнашти

битлистә 520 хадимниң қатнишиши билән «32 - әрән қоршави,шеһит бихәтәрлик қоғдиғучиси әкрәм аккайа һәрбий һәрикити» башланди.

1865017
битлистә террорчиларға қарши башланған һәрикәткә 520 нәпәр бихәтәрлик хадими қатнашти

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқи тәрипидин бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к ни дөләтниң күн тәртипидин чиқирип ташлаш вә районда йошурунғанлиқи ениқланған терорчиларни уҗуқтуруш үчүн битлис вилайитидә «32 - әрән қоршави,шеһит бихәтәрлик қоғдиғучиси әкрәм аккайа һәрбий һәрикити» башланди.

битлис вилайәтлик жандарма қоманданлиқ иштаби вә ван вилайәтлик жандарма қоманданлиқ иштаби бирликтә елип барған һәрикәткә жандарма алаһидә һәрикити (JÖH), жандарма қоманданлиқ иштаби вә бихәтәрлик қоғдиғучи әтритидин тәркиб тапқан 520 хадим вә 51 мәшғулат әтрити қатнашти.

һәрикәтниң биринчи күни террорчилар ишләткән 4 панаһҗай вә йошурунуш орни ениқланди.

бу йәрдә зор миқдарда йемәклик, турмуш вә тазилиқ материйаллири қолға чүшүрүлди.  панаһҗай вә йошурунуш орунлири вәйран қилип ташланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر