ирақниң шималида 4 террорчи бир тәрәп қилинди

ирақниң шималидики «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби 4 террорчи бир тәрәп қилинди.

1864478
ирақниң шималида 4 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, ирақниң шималидики «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити районида ениқлап чиқилған 4 террорчиниң, түркийә қисимлири тәрипидин бир тәрәп қилинғанлиқи, террорчиларға зәрбә бериш һәрикәтлириниң кәскин давамлишидиғанлиқи билдүрүлди.

йәнә бир тәрәптин,  бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к дин қачқан 3 террорчи, қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болди.

түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, 2002 – вә 20221 – йиллири террорлуқ тәшкилати п к к ниң сепигә қетилип, ирақта паалийәт елип барғанлиқи ениқлап чиқилған, йеқинда бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к дин қачқан 3 террорчи, қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә, дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болған.

шуниң билән, бу йил киргәндин буйан қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болған террорчиларниң сани 68 гә йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر