әрдоған әтә русийәдә зийарәттә болиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған русийә пирезиденти виладимир путинниң тәклипигә бинаән әтә сочида бир күнлүк хизмәт зийаритидә болиду.

1863848
әрдоған әтә русийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идариси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «җумһуримиз рәис рәҗәп таййип әрдоған алийлириниң русийә пирезиденти виладимир путин билән елип баридиған учришишлирида, түркийә – русийә мунасивәтлиридин сирт йәнә, күндилик йәр шариви вә районлуқ мәсилиләр һәққидә өзара пикир алмаштурулиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر