чавушоғлу камбоджада йеңи зеландийә ташқи ишлар министири билән көрүшти

дипломатийә министири  мәвлүт чавушоғлу камбоджада йеңи зеландийә ташқи ишлар министири нананийа маһута билән бир йәргә җәм болди.

1863178
чавушоғлу камбоджада йеңи зеландийә ташқи ишлар министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, 4 – нөвәтлик шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақи - түркийә дийалог һәмкарлиқи үч тәрәплик ташқи ишлар министирлири йиғиниға қатнишиш үчүн йетип барған камбоджаниң пайтәхти  фином пендә, икки тәрәплик учришишларни елип беришқа башлиди.

министир чавушоғлу, зийарити даирисидә, алди билән, қатар ташқи ишлар министири муһәммәд бин абдурраһман алсани билән бир йәргә җәм болди.

учришишта, икки тәрәп мунасивәтлири, йәр шариви вә районлуқ мәсилиләр һәққидә музакирә елип берилди.

чавушоғлу, алсани билән көрүшкәндин кейин,  йеңи зеландийә ташқи ишлар министири нананийа маһута билән бир йәргә җәм болди.

учришишта, өчмәнлик җинайәтлири, ирқчилиққа қарши  күрәштә һәмкарлиқ орнитиш, украина вә җәнубий шәрқий асийадики өзгиришләр музакирә қилинди.

чавушоғлуниң, шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақиниң нөвәтчи рәиси, камбоджа муавин баш министири, қошумчә ташқи ишлар вә хәлқара һәмкарлиқ ишлири министири прак сокхон вә шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақи баш катипи лим җок хой билән көрүшүши күтүлмәктә, һәмдә үч тәрәплик учришишта, түркийә – шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақи мунасивәтлириниң һазирқи әһвалиниң көздин кәчүрүлүши вә кәлгүсигә қарита иҗабий һәмкарлиқ тәклиплири һәққидә музакирә елип берилиши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر