чавушоғлу камбоджада лавров билән көрүшти

дипломатийә министири мәвлүт чавушоғлу камбоджада икки тәрәплик учришишлири даирисидә русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән бир йәргә җәм болди.

1863322
чавушоғлу камбоджада лавров билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: министир чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «камбоджадин айрилиштин бурун русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән көрүштүм. учришишта, украина ашлиқини бихәтәр һалда йөткәш мәсилиси вә районлуқ өзгиришләр һәққидә музакирә елип бардуқ.»

чавушоғлу, лавровдин бурун хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән бир йәргә җәм болған, һәмдә аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ дейигәниди: «хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән елип барған учришишимизда, икки тәрәп мунасивәтлиримиз, районлуқ вә хәлқаралиқ өзгиришләр һәққидә сөһбәт өткүздуқ. уйғур түрклиригә қарита сәзгүр икәнликимизни хитай тәрәпкә йәткүздуқ.»

министир чавушоғлу, буниңдин бурунму, камбоджа зийарити даирисидә, алди билән, қатар ташқи ишлар министири муһәммәд бин абдурраһман ал сани,  йеңи зеландийә ташқи ишлар министири нананийа маһута, камбоджа мусулманлар ишлириға мәсул министири осман һәссан, бруней даруссалам ташқи ишлар министири ериван йүсүф вә сириланка ташқи ишлар министири әли сабри биләнму айрим – айрим көрүшкәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر