сүрийәниң шималида 4 террорчи бир тәрәп қилинди

сүрийәниң шималидики «фират қалқини» һәрбий һәрикити районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г  мәнсуби 4 террорчи бир тәрәп қилинди.

1860565
сүрийәниң шималида 4 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «сүрийәниң шималидики <фират қалқини> һәрбий һәрикити райониға һуҗум қилишқа тәййарлиниватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г  мәнсуби 4 террорчи бир тәрәп қилинди. терроризмға қарши  күришимиз таки әң ахирқи террорчи бир тәрәп қилинғанға қәдәр қәтий ирадә билән кәскин давамлишиду.»

мардин вилайитиниң нусайбин наһийәсидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к мәнсуби 3 террорчи бир тәрәп қилинғаниди.

түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқиниң бу һәқтә елан қилған байанатида, дөләт хәвпсизлик күчлириниң, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к ниң паалийәтлирини ениқлаш чиқиш вә алдини елиш мәқситидә давамлаштуруватқан зәрбә бериш һәрикәтлири даирисидә, түнүгүн мардин вилайитиниң нусайбин наһийәси йезилирида учқучисиз һава аппарати арқилиқ 3 террорчиниң сүрити тартилғанғанлиқи, бу террорчиларниң җайлири алди билән учқучисиз һава аппаратлириниң васитиси арқилиқ бәлгә қилинғанлиқи, андин бу 3 террорчиниң, «F-16» типлиқ уруш айропиланлири вә қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири арқилиқ бир тәрәп қилинғанлиқи билдүрүлгәниди.

байанатта, районда йошурунувалған башқа террорчиларниму бир тәрәп қилиш мәқситидә башланған кәң даирилик зәрбә бериш һәрикәтлириниң изчил давамлишиватқанлиқи тәкитләнгәниди.

бу арилиқта, ички ишлар министири сулайман сойлу, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, мундақ дегәниди: «терротерийәлиримиздә террорчиларни халимаймиз, и террорчилар! тәслим болуңлар.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر