чавушоғлу молдавийә вә әрәб бирләшмә хәлипилики ташқи ишлар министирлири билән телефонлашти

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу молдавийә вә әрәб бирләшмә хәлипилики ташқи ишлар министирлири билән телефонлашти.

1860346
чавушоғлу молдавийә вә әрәб бирләшмә хәлипилики ташқи ишлар министирлири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, молдавийә иқтисад министири сергиу гаибу билән пайтәхт әнқәрәдики ташқи ишлар министирлиқи бинасида көрүшти.

министир мәвлүт чавушоғлу твиттердики адресида байанат елан қилип, гаибу билән учрашқанлиқидин сөйүнгәнликини билдүрүп: «дөләтлиримиз оттурисидики һәмкарлиқни һәр қайси саһәләр бойичә тәрәққий қилдуримиз» деди.

мәвлүт чавушоғлу йәнә, әрәб бирләшмә хәлипилики ташқи ишлар министири абдуллаһ бин зайид ал нәһйан биләнму телефон сөһбити өткүзди.

ташқи ишлар министирлиқи вақипландуруш учури тарқитип, министир чавушоғлуниң мәнсәпдиши ал нәһйан билән икки дөләт мунасивәтлири тоғрисида сөзләшкәнликини, ал нәһийанниң украина ашлиқини ташқи дунйаға експорт қилиш тоғрисида һасил қилинған келишим мунасивити билән түркийәни тәбриклигәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر