әрдоған русийәдә зийарәттә болиду

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған 5 – авғуст күни русийәдә бир күнлүк дөләт ишлири зийаритидә болиду.

1859761
әрдоған русийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис әрдоған зийарити даирисидә русийә пирезиденти виладимир путин билән бир йәргә җәм болидикән.

әрдоған билән путинниң, русийә – украина уруши вә райондики башқа өзгиришләр, һәмдә ашлиқ каридори мәсилиси һәққидә музакирә елип бериши күтүлмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر