калин барлиқ тәрәпләрни ашлиқ йөткәш келишимигә бойсунушқа чақирди

җумһур рәислик мәһкимисиниң байанатчиси ибраһим калин хәлқаралиқ җәмийәткә, түркийә, русийә, украина вә б д т арисида истанбулда имзаланған ашлиқ йөткәш келишиминиң арқисидин иҗабий қәдәмләрниң бесилишини чақириқ қилди.

1859780
калин барлиқ тәрәпләрни ашлиқ йөткәш келишимигә бойсунушқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимисиниң байанатчиси ибраһим калин с н н телевизийәсиниң мәхсус пирограммисиға қатнишип, түркийә, русийә, украина вә б д т арисида имзаланған «ашлиқ вә ашлиқ мәһсулатлириниң украина портлиридин бихәтәр йөткәш келишими» тоғрисида тохталди.

у барлиқ тәрәпләрни келишимгә бойсунушқа, мәзкур келишимниң һәр қандақ һәрбий һуҗумға учримаслиқини, украина вә русийәдин ашлиқ експортиға тосқунлуқ қилмаслиққа чақирди.

у истанбулда җүмә күни (22-ийул) имзаланған келишимниң дунйа ашлиқ бихәтәрлики үчүн ейтқанда пайдилиқ икәнликини әскәртип: «бу җәрйанда һәр бир қәдәмни диққәт билән басимиз, вәзийәтни йеқиндин көзитимиз. русийә вә украина рәһбәрлири билән давамлиқ қойуқ алақә қилимиз. ашлиқ йөткәш үчүн истанбулда қурулидиған мәркәздә, түркийә вә б д т дин башқа, русийә билән украинаниң вәкиллириму болиду. мәркәз қурулғандин кейин, биринчи парахотниң бир қанчә һәптә ичидә йолға чиқишини үмид қилимиз. әлвәттә, қанчилик қисқа болса шунчилик йахши. бу русийә билән украинаниң парахотлирини қачан әвәтишкә тәййар икәнликигә бағлиқ. йөткәш башланғанда ишлар йахшилинип кетиду дәп ойлаймән» деди.

у уруш башланғандин кейин, ғәрбниң русийәгә қарши ембарго йүргүзгәнликини, москва һөкүмитиниң тәбиий газни қорал сүпитидә ембарго йүргүзгән дөләтләргә қарши пайдиланғанлиқини؛ бу вәзийәтни уруш ахирлашқичә давамлишиду дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

у мундақ деди:

«шуңа, барлиқ тәрәпләрни музакирәгә чақиримиз. бу йәрдә бәк үмидвар болмақчи әмәсмән, әмма ашлиқ келишими әслидә уруш тохтитиш сөһбәтлириниң қайтидин башлинишиға, әсирләрни өзара алмаштурушқа вә ахирида тинчлиқ келишиминиң имзалинишиға йол ачалайдиған хилдики ишәнчниң турғузулушиға асас йаритип бериши мумкин.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر