сунгурниң мүригә қойуп етилидиған типи түркийә армийәсигә тапшурулди

йөткәшкә әплик һава мудапиә башқурулидиған бомбиси — сунгурниң мүригә қойуп етилидиған типи түркийә армийәсигә өткүзүп берилди.

1858708
сунгурниң мүригә қойуп етилидиған типи түркийә армийәсигә тапшурулди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә санаити идариси рәиси исмаил дәмир твиттердики адресида байанат елан қилип: «йөткәшкә әплик һава мудапиә башқурулидиған бомба системисимиз сунгурниң супилардин қойуп берилидиған нусхисидин кейин бирла әскәр мүрисигә қойуп аталайдиған модели түркийә армийәсиниң ишлитишигә сунулди. учқучисиз һава аппаратлири, уруш айропиланлири вә тик учар айропиланларға үнүмлүк тақабил туралайдиған сүнгүр қорал системисиниң тунҗи түркүмини түркийә армийәсигә тапшурдуқ. хәйрлик болсун» деди.

 дәмир, сунгур қорал системисиниң алаһидиликини чүшәндүрүп: «сунгур қорал системисиниң охшаш типтики қоралларға селиштурғанда мусаписи техиму узун болуп, дүшмән нуқтилириға көзгили көргили болмайдиған җайдин мәркәзлишәләйдиған қаймуқтурушқа қарши инфира қизил нур пәрқләндүргүчи бешиға игә. бизни сиртқа беқиништин сақлайдиған бу системиниң лайиһәлиниши, тәрәққий қилдурулуши вә ишләпчиқирилишиға һәссә қошқан барлиқ кишиләрни тәбрикләймән. биз давамлиқ бир нәрсини инсан қилған болса, биз униң техиму йахшисини вуҗудқа чиқиралайдиғанлиқимизни дәп келиватимиз. вәтән вә хәлқ муһәббити билән хизмәт қиливатқан мудапиә санаити аилимизгә салам йоллаймән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر