чавушоғлу естонийәниң йеңи ташқи ишлар министири билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, естонийә ташқи ишлар министири урмас реинсалу билән телефонлашти.

1858335
чавушоғлу естонийәниң йеңи ташқи ишлар министири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи вақипландуруш учури тарқитип, министир мәвлүт чавушоғлуниң реинсалуниң вәзипигә тәйинләнгәнликини тәбрикләп, хизмитигә утуқ тилигәнликини, сөһбәт җәрйанида йәнә, украина ашлиқиниң дунйа базириға селинишиға капаләтлик қилиш мәсилиси вә шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң кеңийиш мәсилиси тоғрисидиму пикир алмаштурулғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر