түркийә – малайшийа оттурисида 7 түрлүк келишим имзаланди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болуватқан малайшийа баш министири исмаил сәбри йақубни рәсмий мурасим арқилиқ қарши алди.

1853411
түркийә – малайшийа оттурисида 7 түрлүк келишим имзаланди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт әнқәрәдә җумһур рәислик мәһкимисидә өткүзүлгән мурасимдин кейин, әрдоған билән йақуб, айрим көрүшти.

икки рәһбәр, һәйәтләр ара учришишлардин кейин, түрлүк келишимләрни имзалаш мурасимиға қатнашти.

түркийә билән малайшийа оттурисида, дөләт мудапиәси санаити, санаәт, технологийә, сәһийә, учур - алақә вә ахбарат қатарлиқ саһәләрдә 7 түрлүк келишим имзаланди.

әрдоған билән йақубниң қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر