түркийә һава йоллири ширкити бәзи учушлирини тохтитиш қарариниң муддитини узартти

түркийә һава йоллири ширкити йекатеринбург, минск, сочи, украина вә ростовға қарита айропилан сәпәрлирини тохтитиш қарариниң муддитини 31-авғустқичә узартти.

1853311
түркийә һава йоллири ширкити бәзи учушлирини тохтитиш қарариниң муддитини узартти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һава йоллири ширкити, русийәниң 24 – февралдин буйан давамлишиватқан һуҗумлири сәвәбидин, украина һава бошлуқиниң пуқралар учушиға тақилишидин кейин, йекатеринбург, минск, сочи, украина вә ростовға қарита айропилан сәпәрлирини вақтинчә тохтитиш қарариниң муддитини 31-авғустқичә узартқанлиқини уқтурди.

түркийә һава йоллири ширкитиниң аммиви ортақлишиш тор бәтлиридики сәһипилиридә, бу һәқтә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди: «йекатеринбург, минск, сочи, украина, ростовға баридиған вә келидиған айропилан сәпәрлиримиз 2022-йили 31 – авғустқичә бикар қилинди.»

байанатта, беләт алмаштуруш вә беләт қайтуруш ишлириниң, беләт сетиш орунлиридин, түркийә һава йоллири ширкитиниң тор бекитидин, йаки «0 850 333 0 849» номурлуқ чақириқ мәркизидин беҗирилидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر